Хитай һөкүмити хитай мәркизий хәлқ радио истансиси уйғурчә аңлитиш вақтини узартти
2010.12.27
Вәзийәт көзәткүчилириниң қаришичә, мәзкур уйғурчә частота хитай һөкүмәт ахбаратиниң бир қисми болуп, йәнила хитай компартийисиниң тәшвиқат қорали сүпитидә ишлитилидикән.
Мәркизий хәлқ радио истансиниң уйғурчә аңлитиши 1956 - йили 10- декабир башланған болуп, узун йил күнигә бир саәт аңлитиш берип кәлгән иди.
"Тәңритағ тори" да бу һәқтә берилгән хәвәрдә көрситишичә, мәзкур уйғурчә қанал "милләтләр иттипақини күчәйтиш" қатарлиқ саһәләргә төһпә қошқан болуп, қаналниңму районниң муқимлиқини ишқа ашурушта мәсулийити барлиқи тәкитләнгән.
Хитай һөкүмити өткән йилидин башлап хитайдики һәр дәриҗилик ахбарат васитилиригә селинидиған мәбләғни көпәйтип, хитай компартийисиниң тәшвиқат салмиқини ашуридиғанлиқини уқтурған иди.
Бу йил 4- айда " 5- июл вәқәси" гә четилип, муддәтсиз қамаққа һөкүм қилинған мәмәтҗан абдулла хитай мәркизий хәлқ радио истансиси уйғур бөлүминиң муһәррири иди.