Хәлқара кәчүрүм тәшкилати 2010 - йиллиқ доклатини уйғурчиму елан қилди

Хәлқара кәчүрүм тәшкилати "5 - июл вәқәси" ни асас қилип тәйярлиған 2010 ‏- йиллиқ доклатини, йеқинда уйғурчиға тәрҗимә қилип елан қилди. Доклат әслидә бирқанчә айлиқ тәкшүрүп тәтқиқ қилиш нәтиҗисидә, бу йил 7 ‏ - айда инглиз тилида елан қилинған иди.
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.09.21

Доклатта "5 ‏- июл вәқәси" үрүмчи хәритиси, уйғурлар һәққидә асаси мәлумат, "5 ‏- июл вәқәси" ниң келип чиқиш сәвәби, давамлишиши вә ахирлишиши қатарлиқ 20 дин мавзу астида тәпсилий баян қилинған.
 
Мәзкур доклат "5 ‏- июл вәқәси" һәққидә һазирға қәдәр тәпсилий, тәрәпсиз вә илмий йосунда һазирланған тунҗи доклат дәп қаралмақта.

Доклатниң уйғурчә елан қилинишиму, мәзкур тәшкилат үчүн тунҗи иш болуп, бу йәнә, хәлқара кәчүрүм тәшкилатиниң уйғур хәлқини вәзийәттин хәвәрләндүрүшни хизмәт күнтәртипигә киргүзгәнликиниң бешарити дәп қаралмақта.

 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.