Хитай уйғур елидин қезилидиған нефит миқдарини өткән йили юқири чәккә йәткүзгән
Мухбиримиз җүмә
2013.01.09
2013.01.09
Шинхуа агентлиқиниң билдүрүшичә, хитай дөләтлик нефит вә тәбиий газ гуруһи ширкити 2012-йили уйғур елидин 18 милйон 390 миң тонна хам нефит қезип, йиллардикидин көрүнәрлик дәриҗидә ашурған.
Хитай дөләт игидарчилиқидики нефит вә тәбиий газ гуруһи уйғур елидә игилигән нефитлик хитайдики 4-чоң нефитлик болуп һесаблиниду.
Мәзкур нефитликтин 1960-йили 1 милйон 600 миң тонна хам нефит қезилған болса, бу 2008-йилиға кәлгәндә 12 милйон тонниға йәткүзүлгән, 2012-йилиға кәлгәндә болса 18 милйон тоннидин ашурулған.
Хитай һөкүмити 2010-йилдики “шинҗаң хизмәт йиғини” дин кейин уйғур елидики тәбиий байлиқларни қезиш қәдимини техиму тизлитидиғанлиқи вә бу саһәгә мәбләғ салғучи ширкәтләргә етибар беридиғанлиқини билдүргән иди.