Уйғур елидә 8 нәпәр хитай кадири җазаланди
2011.06.26
Шинҗаң гезитиниң шинхуа агентлиқида елан қилинған хәвиридә йезилишичә, булар айрим-айрим һалда үрүмчи, санҗидики сода-санаәтчиләр бирләшмиси, көмүрчилик, йәр вә байлиқ, җамаәт хәвпсизлик қатарлиқ саһәләргә мәнсуп рәһбәрлик вә хизмәтчилик вәзиписини ада қиливатқан кадирлар болуп, уларниң милләт тәркиби һәққидә һечнемә дейилмисиму, бирақ уларниң исимлиридин уларниң арисида уйғур йоқлуқи мәлум.
Хәвәрдики мәлуматларға қариғанда, мәзкур кишиләрниң ичидә икки нәпириниң қануний җазаға тартилиши мумкинлики көрситилгән болсиму, қалғанлири асасән дегүдәк мәмурий вә партийә интизамиға хилаплиқ қилиш җазалириға дуч келидикән.
Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришитниң инкас қилишичә, бирақ, бу қетим алаһидә хәвәр қилинған мәзкур 8 кадир йәнила аптоном район даирисидики юқири дәриҗилик партийә вә яки мәмурий рәһбири кадирлар категорийисигә мәнсуп әмәс болуп, һәқиқий парахор әмәлдарлар йәнила торниң сиртида қалмақта.
Техи йеқинда хитайчә тор бәтләр или областлиқ партком секретари җяв бавхуа вә уйғур аптоном районлуқ сода санаәт мәмурий башқуруш идарисиниң муавин башлиқи ли җйәнҗүн қатарлиқларниң интизамға хилап қилмишлириниң уйғур аптоном районлуқ интизам тәкшүрүш идариси тәрипидин тәкшүрүлүп дело турғузулғанлиқи һәққидики хәвәрләрни көчүрүп басқан иди.