'Уйғурларниң хитайдики һоқуқлирини қоллаш қанун лайиһиси' қоллашқа еришти
Мухбиримиз вәли
2010.11.17
2010.11.17
Америка дөләт мәҗлиси том лантос кишилик һоқуқ комитетиниң әзаси, америка авам палатаси әзаси ари левин 'уйғурларниң хитайдики һоқуқлирини қоллаш лайиһиси' дәп атилидиған бир қанун лайиһәсини тәйярлаватқан иди. Һазир дөләт мәҗлисидә бу лайиһини қоллайдиған әрбаблар күндин - күнгә көпийиватиду.
Америка дөләт мәҗлиси әзаси җәмис микговенниң бүгүнки хити, һазир бу 'уйғурларниң хитайдики һоқуқлирини қоллаш қанун лайиһиси' дегән лайиһә, йәни 953 - нумулуқ қарар лайиһә үстидә җиддий ишләватқан волф, делахунт, смис, шакависки, елсион, моран қатарлиқ әрбабларға йезилған хәт болуп, җәмис әпәнди бу хетидә, 2009 - йили 7 - айда намайиш өткүзгәнлики үчүн, хитайда давамлиқ миллий кәмситишкә учрап қолға елинған миңлиған уйғурларниң вә 2010 - йилида адаләтсиз сотлап өлтүрүлгән уйғурларниң хитайдики қанунлуқ һоқуқини чуқум сүрүштүрүш керәкликини йәнә бир қетим тәкитлигән.