Уйғурлар билән хитай һөкүмити арисидики җиддийлик рамизан мәзгилидә техиму әвҗигә чиққан

“иқтисадшунас” журнилиниң америкида чиқидиған нәшридә уйғур елиниң нөвәттики вәзийити һәққидә бир парчә мақалә елан илинған болуп, мақалидә қәшқәрдики мәсчит тамлириға “инақ җәмийәт” бәрпа қилиш һәққидә шоарлар йезилған болсиму, бу җайда яшаватқан кишиләрниң бу аталмиш инақлиқтин бәһр алалмайдиғанлиқи көрситилгән.
Мухбиримиз җүмә
2012.08.18


Мақалидә уйғур мусулманлар билән хитай һөкүмити арисидики җиддийлик көрситилип мундақ дейилгән: бу җиддийлик 19 - авғуст ахирлишидиған рамизан мәзгилидә һөкүмәт даирилириниң кишиләрниң диний етиқад паалийитигә арилишиши билән техиму әвҗигә чиққан иди.

Мақалидә йәнә хитай даирилириниң һөкүмәт кадирлири, партийә әзалири, оқутқучи - оқуғучиларни роза тутуштин чәклигәнлики, буниң кишиниң көңлини толиму ғәш қилидиғанлиқи оттуриға қоюлған.

Мақалидә уйғурларниң йеқинқи заман тарихи һәққидә қишқичә учур берилгән, уйғурларниң 30 - вә 40 - йиллири икки қетим мустәқил җумһурийәтләрни қурған хәлқ икәнлики баян қилған.

Мақалидә йәнә 2009 - йилдики “үрүмчи вәқәси” вә шундин кейин хитай һөкүмити уйғурларға қарита күчәйтип йүргүзүшкә башлиған бесим сиясити һәққидиму мәлуматлар берилгән.

Мақалидә нәқил қилишичә, хитайниң уйғурларға, җүмлидин яш өсмүрләргә қаратқан диний чәкләш сиясити һәққидә тохталған бир уйғур: сиясәт һәр йили шундақ чиң, әмма мениң балилирим мусулман, биз һөкүмәтниң бу хил чәкләш сиясәтлиригә пәрва қилмаймиз, дегән.

Хитай һөкүмити бу йиллиқ рамизан мәзгилдә уйғурларға қаратқан диний чәкләш сияситини йәнә бир балдақ юқири көтүргән болуп, бу һәқтики хәвәрләр хәлқара мәтбуатларда бир қәдәр көп тарқитилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.