Әзәрбәйҗан дөләтлик пәнләр академийиси ватикандин сетивалған мәхпий архиплар арисида уйғур тилидики материялларму бар икән
Мухбиримиз җүмә
2011.12.10
2011.12.10
Һөҗҗәт 1миң бәттин ашидиған болуп, буниңда тарихий дипломатик алақиләр көп салмақни игиләйдикән.
Пәнләр академийисидики мунасивәтлик хадим алкбарли һөҗҗәтләрниң бир нәччә тилда икәнликини билдүргән.
У мундақ дегән: буларниң арисида моңғулчә, түркчә, қәдимий уйғурчә, әрәбчә, латинчә вә италийичә һөҗҗәтләр бар. Буларни тәтқиқ қилмақ унчә асан әмәс. Бәлким бир нәччә йиллар кетиши мумкин.
Униң билдүрүшичә, булар интайин муһим тарихий қиммәткә игә мәхпий һөҗҗәтләр болуп, тәрҗимә вә тәтқиқ қилиш ишлири тамамлиғандин кейин нәшр қилинидикән.