Германийиниң “волксвагән” маркилиқ аптомобил завутиниң 50‏-шөбиси үрүмчидә қурулмақчи

“германийә авази” ниң баян қилишичә, хитай баш министири вен җабав дүшәнбә күни германийидә, баш министир ангила меркел билән көрүшкәндин кейин имзаланған келишимләрниң бири, германийиниң “волксвагән” маркилиқ аптомобил завутиниң 50‏-шөбиси үрүмчидә қурулидиғанлиқи һәққидики келишимдур.
Мухбиримиз вәли
2012.04.18

Германийә бу келишим үчүн 240 милйон ойро мәбләғ салмақчи.

Ройтрс агентлиқи, “волксвагән” маркилиқ аптомобил хитайда әң көп сетиливатқан аптомобил, униң шөбә завути 2013‏-йили үрүмчидә қурулиду, бу, германийиниң мәшһур машинисазлиқ санаәт саһәси түрк тилда сөзлишидиған уйғурларниң юртида қуридиған тунҗи чоң завут дәп тәсвирлиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.