Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хитай һөкүмитини нопус йөткәш сияситини дәрһал тохтитишқа чақирди
Мухбиримиз җүмә
2008.09.22
2008.09.22
Хитапнамида көрситилишичә, бу нөвәтлик илмий муһакимә йиғини, хитайниң уйғур или, тибәт вә ички моңғулларға қаратқан нопус йөткәш сияситигә һәмдә дуняниң башқа җайлирида йүз бериватқан нопус йөткәш сиясәтлиригә нисбәтән хәлқара җәмийәтниң җиддий муамилә қилмайватқанлиқиға қарита агаһландуруш туйғуси қозғаш үчүн оюштурулған.
Бу нөвәтлик илмий муһакимә йеғини елан қилған хитапнамида, хәлқара җәмийәт хитай һөкүмитини тибәт қатарлиқ районларға қаратқан хитай көчмәнлирини орунлаштуруш сияситини дәрһал тохтитишқа қисташқа чақирилған һәмдә явропа иттипақиға хитай билән өткүзидиған дипломатик диалогларда нопус йөткәш мәсилисини муһим мәсилә сүпитидә оттуриға қоюш тәклипи берилгән.
Мәлум болушичә, бу нөвәт ечилған илмий муһакимә йиғиниға вакаләтсиз милләтләр тәшкилатиниң пәхрий рәиси әркин алиптекин әпәндиму қатнашқан вә йепилиш нутқи сөзлигән.
Хитапнамида оттуриға қоюлишичә, вакаләтсиз милләтләр тәшкилати 2009 - йили йәнә, нөвәттики нопус йөткәш шәкиллири вә уларниң инсанийәткә көрситидиған тәсири һәмдә нопус йөткәшкә тақабил турушта йәршари характерлик һәрикәт қозғашни мәқсәт қилған шундақ шәкилдики илмий муһакимә йиғини уюштуридикән.