Хитай даирилири ваң лиҗүнни сотқа тартиши мумкин

Хитай даирилири чуңчиңниң сабиқ сақчи башлиқи ваң лиҗүнни әнглийилик содигәр нейл һәйвудниң қәсткә учришини йошуруш җинайити билән сотқа тартиши мумкин икән.
Мухбиримиз җүмә
2012.08.11


Ваң лиҗүн “хитай компартийиси тарихидики әң чоң сәтчиликләрниң бири” дәп қаралған бо шиләй вәқәсиниң мәйданға келишигә сәвәбчи болған шәхсләрниң бири иди.

Хитай сот даирилири елан қилған мәлуматларға қариғанда, гу кәйләй нейл һәйвудни қәстләп ө лтуруш пиланини әйни вақиттики чуңчиң сақчи башлиқи ваң лиҗүн билән көп қетим мәслиһәтләшкән икән.

Бо шиләйниң аяли гу кәйләй үстидин пәйшәнбә күни сот ечилған вә соттин кейин елан қилинған хәвәрләрдә гу кәйләйниң әнглийә пуқраси нейл һәйвудни зәһәрләп өлтүргәнликини иқрар қилғанлиқи илгири сүрүлгән.

Ваң лиҗүн чуңчиң шәһириниң сақчи башлиқи вә муавин шәһәр башлиқи иди. У бу йил 6 - феврал чуңчиңдики америка әлчиханисиға киривалған вә нейл һәйвудниң суйиқәсткә учраш җәрянидики гуманлиқ тәпсилатларни америка әлчиханисиға тапшурған.

Шундин кейин хитайда бо шиләй вәқәсини өз ичигә алған бир қатар сиясий сәтчилик вә чериклик делолири паш болушқа башлиған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.