Ваң лиҗүн америка консулханисиға панаһлиқ тиләп киривалған икән
Мәлум болушичә, ваң лиҗүн бо шиләйниң аяли гу кәйләйниң әнглийә пуқраси нәйл һәйвудни қәстләп олтуруш җинайитини йошуруп болғандин кейин, өзиниң һаяти бихәтәрликидин әнсирәп қалған вә ахири америка әлчиханисиға баш урған икән.
Шинхуа агентлиқи бу һәқтә елан қилған хәвәрләргә қариғанда, ваң лиҗүн панаһлиқни язмичә материял тапшуруп тилигән, әмма бу америка әлчиханисиниң рәт қилишиға учриған.
Ваң лиҗүн бу йил 6-феврал америкиниң чеңдудики консулханисиға киргән вә америкиниң мунасивәтлик хадимлири билән көрүшкән иди. Америка даирилири ваңниң америка консулханисидин өз ихтиярлиқи билән айрилғанлиқини илгири сүргән. Ваң лиҗүн америка консулханисидин чиқип узун өтмәй из-дерәксиз ғайиб болған. Шуниңдин кейин бо шиләй тәхтин ғулап чүшкән, гу кәйләй адәм өлтүрүш җинайити билән әйибләнгән иди.
Хитай даирилири 18-сентәбир ваң лиҗүн устидин сот ачқан вә уни “асийлиқ қилиш”, “һоқуқни суйиистемал қилиш” қатарлиқ җинайәтләр билән әйиблигән иди.