Шәнбә, йәкшәнбә күнлири вашингтон әтрапидики уйғурлар иптар чейи һәм университетқа өткән оқуғучиларни узитиш чейи бәрди
2012.08.14
11-Авғуст шәнбә күни хәлқара уйғур кишилик һоқуқ вә демократийә фонди җәмийити билән уйғур америка бирләшмиси бирликтә, вашингтон әтрапидики уйғурларға иптар чейи берип, вәтәндә диний етиқади чәклимигә учраватқан уйғурларниң әһвалини аңлитип, вәтәндики шеһит вә хитай түрмилиридә азаб чекиватқан уйғурлар үчүн дуа қилди.
12-Авғуст йәкшәнбә иптар вақтида вашингтон әтрапидики уйғурлар йәнә бир йәргә йиғилип, бу йил университетларға қобул қилинған пәрзәнтлири үчүн узитиш чейи бәрди. 12-Авғуст күнидики йеңи студентларни узитиш үчүн өткүзүлгән иптар паалийитидә ата-анилар университетқа өткән яшларниң өз тиришчанлиқи билән уйғурлар үчүн шәрәп қазанғанлиқини тәбрикләш билән биллә, йеңи бир әвлад яшлардин күтидиған сәмимий үмид вә тиләклирини билдүрүшти.