Америка-хитай васкетбол достлуқ мусабиқиси җедәл билән ахирлашти
2011.08.19
Бу чағда америкилиқ бир тәнһәрикәтчиниң хитай тәнһәрикәтчини җәйнәклиши, хитай тәнһәрикәтчиләрниң америкилиқ тернирға һөрпүйүп келишигә сәвәб болған.
Буниң билән икки тәрәп тәнһәрикәтчилири арисидики талаш-тартиш, мушт етиш, тепиш вә дәссәш шәклидики тоқунушқа айлинип кәткән.
Нәтиҗидә мусабиқә тохтитилған. Америкилиқ тәнһәрикәтчиләр мәйданни бошутуп маңғанда, хитай тамашибинлар уларға қаритип су ботулкилирини атқан. Бәзи тәнһәрикәт мулаһизичилири, топ мәйданлирида бу хил җедәлләрниң йүз беришини һәйран қаларлиқ әмәс дәп баһа бәрсә, йәнә бәзи мулаһизичиләр, “ бу, нөвәттә америка -хитай мунасивитидики соғуқчилиқниң топ мәйданида әкс етиши” дейишмәктә.
Хитай тәнһәрикәтчилириниң бу хил йолсизлиқи, бултур бразилийәлик тәнһәрикәтчиләр бейҗиңға кәлгәндиму йүз бәргән.
Буниңға асасән бәзи мулаһизичиләр, хитай ахбаратиниң йиллардин бери хитай хәлқигә қарита әҗнәбий дүшмәнликини тәшвиқ қиливатқанлиқини, йүз бәргән тоқунушниң әҗнәбий дүшмәнлики туйғусидин келип чиққанлиқини илгири сүрмәктә.