Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати хитайниң хотәндики бастуруш һәрикитини әйиблиди

Вакаләтсиз милләтләр тәшкилати бүгүн баянат елан қилип, хитайниң хотән вәқәсидики бастуруш һәрикитини әйиблиди.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.07.25

Баянатта мундақ дейилди “шәрқи түркистанниң хотән шәһиридә 18 ‏-июл күнидики қанлиқ вәқәдә 20 кишиниң өлгәнлики илгири сүрүлүватиду; әмма хитай тәрәп вәқә һәққидики учурларға чәклимә қоюп, вәқәни өз муддаси бойичә тонуштурушқа урунуватиду.”

 Баянатта хотәндики вәқә үстидә мустәқил тәкшүрүш елип берилиши керәклики тәкитләнди. Баянатниң ахирида, хитайниң йиллардин бери уйғурларниң пикир вә диний әркинликини чәклигәнлики шундақла уйғурларға қарита изчил һалда зораванлиқ йоли билән сиясәт йүргүзүватқанлиқи тәнқид қилинди.

Хитай даирилири 18 ‏-июл вәқәсидә һуҗумчиларниң төт кишини өлтүргәнликини вә хитай сақчилириниң 14 һуҗумчини етип өлтүргәнликини билдүргән иди. Бир қисим көзәткүчиләр, хитайниң вәқәни бир тәрәп қилишта, һәддидин артуқ күч қоллинип қанлиқ вәқәниң һәҗмини чоңайтивәткәнликини билдүрмәктә.

Бу хил қараштики көзәткүчиләр, һуҗумчиларниң қоллирида иптидаий қораллар болғанлиқи үчүн уларни пүтүнләй тирик қолға чүшүрүш вә сот арқилиқ бир тәрәп қилиш мумкинчилики барлиқини, әмма хитай уйғурларға өз вәтәндашлири қатарида қаримиғанлиқи үчүн, һуҗумчиларға чәтәл таҗавузчилири қатарида муамилә қилип, нәқ мәйданда қирип ташлиғанлиқини, буниң хәлқара әһдинамиләргә хилап икәнликини билдүрмәктә.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.