Хитай һөкүмитиниң “23‏-июл венҗу тез сүрәтлик пойиз вәқәси” ни тәкшүрүш доклати ахири елан қилинди

Хитай һөкүмити чаршәнбә күни “23‏-июл венҗу тез сүрәтлик пойиз вәқәси” ни тәкшүрүш доклати елан қилип, вәқәни контрол мәркизиниң запчаслиридики еғир лайиһиләш хаталиқи, пойиз мәшғулат системисини тәкшүрүш өткилиниң қаттиқ әмәслики, пойизда кашила йүз бәргәндә уни тоғра бир тәрәп қилмаслиқ қатарлиқ сәвәбләрниң кәлтүрүп чиқарғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз әркин
2011.12.28

Доклатта йәнә, төмүрйол министирлиқи билән шаңхәй шәһәрлик төмүрйол идарисиниң қутқузуш ишлирини тоғра елип бармиғанлиқи, җәмийәтни тоғра инкас вә учур билән тәминлимәй, яман иҗтимаий тәсир пәйда қилғанлиқи илгири сүрүлгән.

Сабиқ төмүрйол министири лю җиҗүн қатарлиқ кишиләр интизам вә қанунға хилаплиқ қилиш қилмиши садир қилған, дәп қаралған болуп, уларниң қануни мәсулийитини сүрүштүрүшкә мәхсус дело гурупписи қурулған.

2011‏-Йили 7‏-айниң 23‏-күни шаңхәйдин бейҗиңға қарап йолға чиққан тез сүрәтлик йолучилар пойизи венҗуға кәлгәндә алдида кетиватқан йәнә бир тез сүрәтлик пойизға соқулуп кетип, 40 адәм өлгән, 200 адәм яриланған иди.

Бу вәқә хитайда зор ғулғула қозғап, хитай һөкүмити қаттиқ тәнқидкә учриған. Хитай ахбарат васитилириниң хәвәр қилишичә, хитай дөләт ишлири кабинети чаршәнбә күни мәхсус мушу мәсилә һәққидә йиғин чақирған. Йиғинда 54 нәпәр һөкүмәт әмәлдариниң мәсулийитини тәкшүрүшни қарар қилған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.