Уйғур елидә 2010 - йиллиқ 'вәтәнпәрвәр диний затларни тәрбийиләш күрси' башланди
Мухбиримиз җумә
2010.10.09
2010.10.09
Мурасимда, аптоном рәиси нур бәкри диний затлардин "шинҗаңниң мәңгүлүк әминлики үчүн әқил - парасәт вә күч чиқириш" ни тәләп қилған.
Уйғур зиялийлар буниң йәнила, уйғур елидики диний амминиң етиқад әркинликини чәкләшкә қаритилғанлиқини илгири сүрмәктә.
Нур бәкри "диний затларни топлап тәрбийиләш" хизмитиниң "шинҗаңни муқим қилип; шинҗаңни гүлләндүрүш, хәлқни бай қилип; чеграни мустәһкәмләш" истратегийисидики муһим һәрикәт икәнликини көрсәткән.
Нур бәкри йәнә, тәрбийиләш арқилиқ, диний затларниң "миллий бөлгүнчилик вә қанунсиз диний паалийәтләргә қарши сиясий мәйданниң йәниму мустәһкәмлинип, сиясий җәһәттә ишәнгили, вә һалқилиқ пәйтләрдә муһим ролни җари қилдурғили болидиған вәтәнпәрвәр диний затлар қошуни барлиққа кәлгән" ликини билдүргән.
Нур бәкри диний затлардин "вәтәнни сөйүп қанунға бойсунуш, иттипақлиқ вә муқимлиқи идийиси" ни тәрғиб қилишини тәләп қилған.
Явропада яшаватқан бир диний затниң билдүрүшичә, хитай компартийиси узундин буян мушу хилдики "аталмиш вәтәнпәрвәр диний затлар" дин пайдилинип уйғурларниң диний етиқад әркинликини чәкләп, диний аммини контрол қилип кәлгән.
У бу һәқтә тохтилип, "бу аталмиш диний затлар болса, бир түркүм маашлиқ диндарлардур. Улар хитай һөкүмити бәргән азғина мааш бәдилигә, өз қериндашлириға зулум селишқа қатнашмақта. Бу 'вәтәнпәрвәрлик' әмәс, хаинлиқтур " деди.
Дәрвәқә, хитай һөкүмитиму бу хилдики диний затларға "асасий қатламда алаһидә вәзипини үстигә алған кадирлар," дәп нам бәргән иди.