Вен җиябав хитай коммунистик партийисиниң җуңгочә сотсиялизм йолини өзгәртмәйдиғанлиқини билдүрди

Хитай баш министири вен җябав, алдинқи күни ғәрб мәтбуатлириниң зияритини қобул қилғанда,хитайда демократийини илгири сүридиғанлиқи тоғрисида вәдә бәргән болсиму, әмма у хитай хәлқ җумһурийитиниң қурулғанлиқиниң 59 йиллиқи вә хитайда ишикни ечиветип ислаһат елип бериш сиясити йүргүзүлгәнликиниң 30 йиллиқи мунасивити билән қилған тәбрик нутқида хитайниң түп сияситиниң өзгәрмәйдиғанлиқини билдүргән.
Мухбиримиз гүлчеһрә
2008.09.30
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Вен җябав 2008 - йиллиқ бейҗиң олимпики хитай хәлқиниң 100 йиллиқ арзусиниң әмәлгә ешиши, дәп тәсвирләп, хитайниң һәр саһәдики аләмшумул тәрәққияти, нәтиҗилири шуни испатлайдуки, биз җуңгочә сотсиялизим қуруш байриқини игиз көтүрүп, ишикни ечиветиш вә ислаһат йолида тәврәнмәй меңишимиз керәк" дегән.

У йәнә җуңго һәр милләт хәлқиниң коммунистик партийигә йеқиндин әгишип дең шавпиң идийиси, үчкә вәкиллик қилиш идийилирини йетәкчи идийә қилип бирликтә илгириләшкә чақирған. Һалбуки у хитайда демократийини вә кишилик һоқуқтин илгири сүрүшни тилға алмиған.

Тйәнәнмен оқуғучилар һәрикити рәһбири, демократийә паалийәтчиси ваң дән радиомизда хитайниң ишикни ечиветиш ислаһати һәққидә обзор елан қилип, "дәрвәқә хитайниң иқтисадида зор тәрәққият барлиққа кәлди, әмма бу җуңго җәмийитиниң тәрәққиятини көрсәтмәйду, хитай компартийиси көрситиватқан җуңгочә тәрәққият хәлқ мәнпәәти билән дәл тәтүр танасиплиқтур, шәншидики қул ишчилар вәқәсидин ибарәт бирла мисал хитайдики бу бинормал иқтисади тәрәққиятниң аҗиз хәлқниң мәнпәәтиниң аҗайип зор бәдәл бериши вә наһәқлиқ үстигә қурулғанлиқини чүшәндүрүп бериду," деди.


Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.