Вен җия бав: хитай һөкүмити йемәклик бихәтәрликигә җиддий қарайду
Мухбиримиз өмәр қанат
2008.09.27
2008.09.27
Зәһәрлик химийилик мадди арилаштурулған сүт парашоки хитайда һазирғичә 4 бовақниң өлүмигә вә он миңлиған балиларниң кесәл болушиға сәвәб болған. Хитайда ясалған сүт парашокида зәһәрлик маддиниң оттуриға чиқиши, хитайдин сүт парашоки шуниңдәк сүт мәһсулатлири импорт қилидиған дөләтләрдә қаттиқ ғулғула қозғап, нурғунлиған дөләтләр хитайдин сүт мәһсулатлири импорт қилишини чәклигән иди.
Хитай баш министири вен җябав йиғинда қилған сөзидә, "зәһәрлик сүт сәтчилики, хитайниң тәрәққият җәрянида нурғун мәсилиләргә дуч келиватқанлиқини вә мәһсулатларниң ишләп чиқирилиш җәряни вә сүпитиниң қаттиқ контрол қилиниши керәкликини көрсәтти" дегән.
Вен җябав сөзидә, бу мәсилиниң техи пүтүнләй биртәрәп болмиғанлиқини тәкитләп, йеқинда һөкүмәтниң йемәклик мәһсулатлириниң сүпитини юқири көтүрүш һәққидики пиланлирини оттуриға қойидиғанлиқини билдүргән.