Хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго уйғур елини тәкшүрди

5-Июл вәқәсиниң 2 йиллиқи тошушқа аз вақитлар қеливатқан бу күнләрдә хитай мәркизий һөкүмитиниң йәнә бир юқири дәриҗилик әмәлдари, хитай хәлқ қурултийиниң мудири ву баңго уйғур елиниң қәшқәр, хотән, шихәнзә, үрүмчи вә санҗи қатарлиқ җайлирида тәкшүрүштә болған.
Мухбиримиз үмидвар
2011.06.19

Ву баңго 16-июндин 19-июнғичә болған арилиқта уйғур елидә тәкшүрүштә болған болуп, хитайниң шинхуа агентлиқиниң тарқатқан учурида ейтилишичә, ву баңго мәркизий һөкүмәтниң шинҗаң хизмәт йиғининиң роһи вә униң әмәлийлишиш әһвали һәққидә тәкшүрүш елип барған.

Ву баңго қәшқәр қатарлиқ җайлардики сәпиридә бир қисим уйғурлар билән сөзләшкән һәмдә бу җайларда елип бериливатқан “қош тиллиқ маарип”, йәни хитай тили маарипини мәдһийилигәндин ташқири хотән наһийисиниң бағчә йезисидики бир “қош тиллиқ йәслини” зиярәт қилғанда, уйғур балилириниң хитай тилида орундиған номурлиридин һузурланған.

Йәслиниң муәллими балиларниң хитай тилини игиливелишниң бәк тез болуватқанлиқини сөзләп бәргәндә, у “қош тиллиқ маарип интайин әһмийәтлик, һәр милләтниң өзара зич алақилишишидә вә буниңдин кейинки ишқа орунлишишта техиму муһим” дәп тәкитлигән.

Буниңдин илгири хитай мәркизий һөкүмитиниң бир қанчә нәпәр юқири дәриҗилик рәһбири уйғур елидә тәкшүрүштә болған. Хитай җамаәт хәвпсизлик министири миң җәнҗу, 24-апрел күни, хитай сиясий қанун комитетиниң секретари, сиясий бюро әзаси җу йоңкаң 5-май күни қәшқәр қатарлиқ җайларда тәкшүрүштә болған иди.

Дуня уйғур қурултийи үрүмчи вәқәсиниң 2 йиллиқ хатириси йетип келиши алдида хитай бихәтәрлик тармақлириниң йәнә бирәр вәқә чиқип қелишиниң алдини елиш үчүн үрүмчи вә башқа шәһәрләрдә назарәт қилишни күчәйтиватқанлиқи, бу хил қаттиқ бесим сияситиниң уйғурларниң наразилиқлирини қозғаватқанлиқини оттуриға қойди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.