Вухәндә бир қисим карханичи вә аһалиләр 3 күн йол тосуп һөкүмәткә наразилиқ билдүргән
2012.02.20
Нәтиҗидә мәзкур райондики завут,карханилар билән бирликтә аһалиләрму електрдин мәһрум қалған. Буниң билән шидйәнчү райондики бир қисим кархана ишчилири вә, аһалиләр болуп 300дин артуқ киши, пәйшәнбә күни шәһәрниң хәняң чоң йолиға топлинип, йол тосуп олтурувелиш шәклидә һөкүмәткә қарита наразилиқлирини ипадилигән.
Шу күни кишиләр бу җайға “хәлқниң һессияти вә ирадиси һөрмәт қилинсун!”, “бизгә һаятлиқ керәк, яшисун хәлқ!” дегәндәк лозункиларни вә орундуқларни көтүрүп келип йол тосуп олтурувалған. Нәтиҗидә шәһәрниң муһим бир қисминиң қатнаш-транспорти еғир дәриҗидә ақсиған.
Йол тосуш һәрикити пәйшәнбә күнидин шәнбә күнигичә 3 күн давам қилған. Радиомиз мухбириниң игилишичә, мәзкур аһалиләр районидики кичик завут,карханилар алақидар сүпәт өлчәмлиригә уйғун кәлмигәчкә, райондин көчүшкә мәҗбурланған.
Йәнә даириләрниң мухбиримизға ашкарилишичә, нөвәттә бу хил тақилиш вә көчүрүлүш хәвпигә дуч кәлгән карханичилар вә қол һүнәрвәнләр билән һөкүмәт арисидики сүркилиш, ялғуз шидйәнчү райондила әмәс, шәһәрниң башқа җайлиридиму давамлиқ йүз бәрмәктә.