Вйетнамда хитайға қарши онинҗи қетимлиқ намайиш өткүзүлди

Фирансийә агентлиқиниң баян қилишичә, бүгүн хануйниң кочилирида йүзлигән адәм хитайниң җәнубий деңиздики кеңәймичиликигә қарши марш өткүз иди.
Мухбиримиз вәли
2011.08.14

Коммунист вийетнам коммунист хитайға қарши өткүзүлгән бу 10-қетимлиқ намайишни тосмиди.

Вйетнамда өткүзүлгән бүгүнки хитайға қарши намайиш, америкиниң вашингтон бәлгилик әң чоң авиаматка урушчи парахотлар топи вийетнам қирғақлиридин өткәндә, вийетнам рәһбәрлири тик учурлар билән келип бу чоң авиаматкини зиярәт қилған вақитқа тоғра кәлди.

Вйетнамлиқлар хитайни бир нәччә миң йилдин буян кеңәймичилик қилиштин ваз кәчмиди, дәп қарайду. Хитай 1979-йили вйетнамниң җазисини берип қоюш дегән нам билән қозғиған уруш, 1998-йили парасил араллирида 70 нәпәр вйетнамлиқни өлтүргәнлики, йеқинда йәнә вйетнамниң деңиздин нефт қазидиған әслиһәлириниң електр симини бузувәткәнлики, вйетнамлиқларниң кона тарихий адавитини ашурған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.