Вйетнам коммунист һакимийити хитайға қарши наразилиқ паалийәтлириниң өзини ағдуруветишидин әнсириди
2011.08.18
Б б с ниң хәвәр қилишичә, вйетнамдики хитайға қарши наразилиқ һәрикәтлири бу йил 6- айдин йәни, хитайниң җәнубий деңизда игилик һоқуқи барлиқини җар селип, иғвагәрчилик қилиши кейин башланған.
Вйетнамлиқ намайишчилар хитайниң вйетнамниң игилик һоқуқиға қилған дәхли-тәрузиға наразилиқ билдүрүп, үзүлдүрмәй паалийәт қилип келиватқан иди. Әмма вйетнам һөкүмити бу наразилиқ һәрикәтлиридин вйетнамдики коммунист һөкүмәткә қарши күчләрниң пайдиланмақчи болуватқанлиқини илгири сүрүп, дәрһал наразилиқ һәрикәтләрни тосуш һәққидә буйруқ чиқарған.
Улар чиқарған уқтурушида, “дөләт ичи вә сиртидики бир қисим ағдурмичилар, бу һәрикәтләрдин пайдилинип, иттипақлиқни бузмақчи” дегән вә буйруққа әмәл қилмиғанларға чарә көрүлидиғанлиқини ейтқан. Вйетнам коммунист партийә тәрипидин идарә қилинидиған бир партийилик дөләт. Бу дөләттә очуқ-ашкара намайиш қилиш әһваллири асасән йоқ дейәрлик.