Хәлқ қурултийи вә сиясий кеңәш йиғини вәкилләр тизимлики муназирә қозғиди

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт даирилири 19-январ күни йеқинда ечилидиған икки йиғин йәни,12-нөвәтлик хәлқ вәкилләр қурултийи вә 11-нөвәтлик сиясий кеңәш йиғини вәкиллириниң тизимликини елан қилғандин кейин, тизимликтики бекитилгән вәкилләрниң миллий тәркипидики нисбәт вә иқтисади вә сиясий саһәләрдики уйғур вәкиллири саниниң зиядә аз болуши уйғурлар арисида муназирә қозғиди.
Мухбиримиз меһрибан
2013.01.22

Уйғур аптоном районлуқ һөкүмәт елан қилған вәкилләр тизимликидин мәлум болушичә, 11-нөвәтлик сиясий кеңәш йиғиниға қатнишидиған 526 нәпәр вәкилниң ичидә уйғур вәкиллири 150 нәпәр болуп, омумий вәкилниң 28.5% Ини игилигән;12- нөвәтлик хәлқ вәкилләр қурултийиға қатнишидиған 550 нәпәр вәкилниң 241 нәпири уйғур миллитидин болсиму, әмма иқтисад, һөкүмәт органлири, пән-техника саһәлиридики вәкилләр ичидә хитай миллитидин болған вәкилләр ниспитиниң илгирики йиллардикидин пәрқлиқ һалда көп болуши, бу саһәдики уйғур вәкиллириниң саниниң уйғурларниң әмәлий саниға ниспәтләштүргәндә зиядә аз яки йоқ дейәрлик болуши уйғурбиз қатарлиқ тор бекәтлиридә муназирә қозғиған.

Уйғур биз ториниң хәлқара тор бекитидә бүгүн 22-январ елан қилинған “уйғурлар иқтисади вә сиясий саһәләрдин чәтләштүрүлмәктә”, “11-нөвәтлик сиясий кеңәш вәкилләр йиғинида уйғурларниң орни төвәнлиди” сәрләвһәлик хәвәрләрдә әмәлий мисаллар арқилиқ йеқинқи йиллардин буян уйғурларниң сиясий вә иқтисадий орниниң барғанчә төвәнләватқанлиқи тәнқидләнди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.