Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни җәнубий суданға қорал сетип беришни тохтитишқа чақирди
2012.06.28
Кәчүрүм тәшкилатиниң ейтишичә, асаслиқ хитай, украинийә вә судандин импорт қилинидиған бу қораллар урушниң улғийишини кәлтүрүп чиқармақта. Һәр йили қораллиқ тоқунуш сәвәбидин өлүватқан яки сәргәрдан болуп кетиватқанларниң сани ешип бармақта.
Хәлқара кәчүрүм тәшкилати африқа ишлири директори ервин вандәр юқиридики дөләт һөкүмәтлирини агаһландуруп “бу дөләт һөкүмәтлири җәнубий судандики қораллиқ күчләрни инсанийәткә вә хәлқара қанунларға қарши ишлитиливатқан қораллар билән тәминләшни тохтитиши керәк” деди.
Алдимиздики дүшәнбә күни нюйоркта ечилидиған “хәлқара қорал-ярақ сода әһдинамиси” йиғини башлиништин бурун, һәрқайси кишилик һоқуқ органлири хитайға қаратқан тәнқидини күчәйтти. Улар хәлқарада қорал-ярақ содисини башқурушни күчәйтиш, мәни қилинидиған қораллар санини ашуруш мәқсәт қилинған мәзкур йиғинни хитайға охшаш қорал сатқучи дөләтләрни тизгинләйдиған яхши бир пурсәт дәп қаримақта.