Хәлқара кәчүрүм тәшкилати хитайни аял әрздарларниң һәқ-һоқуқлириға һөрмәт қилишқа чақирди
2012.11.09
Мәзкур доклатта хитайниң 18-қурултай һарписида, қурултайниң бихәтәрликини қоғдаш үчүн әрздарларни тутуш, назарәт қилиш вә җазалаш тәдбирини йолға қойғанлиқи, җазаланғанлар арисида аялларниңму аз әмәслики тилға елинған. Доклатта нөвәттә солақханида тутуп турулуватқан вә җаза муддитини өтәватқан мав хуаңфең, ваң мейли қатарлиқ алтә нәпәр аялниң исми вә кәчүрмиши тилға елинип, хитай һөкүмитини 6 нәпәр аялни дәрһал қоюп беришкә чақирилған.
Радиомиз игилигән мәлуматлардин қариғанда, аял әрздарларниң җазалиниш әһвали уйғур районидиму аз әмәс. Балисини елип қачқан хитай қарақчи үстидин әрз қиливатқан қайтмас ирадилик әрздар нурунгүл тохти нөвәттә ақсу үчтурпанда, чеқилған өйи үстидин дава қиливатқан айгүл тохти болса, қәшқәр пәйзаватта қамақханида ятмақта. Уйғурбиз ториниң хәвәр қилишичә, йеқинда бейҗиңдин тутуп кетилгән бүмәрйәм қатарлиқ аял әрздарлар қәшқәргә апирилғандин кейин, улар һәққидә аилисигә һечқандақ учур берилмигән.