Килинтон ханим келәр һәптә хитайда зиярәттә болиду
Хитай баянатчиси хуң лей, бүгүн бәргән баянатида, америка дөләт ишлири министири һилари клинтонниң 4-5 сентәбир күнлири бейҗиңға йетип келип, хитай ташқи ишлар министири яң җечи қатарлиқ хитай әмәлдарлири билән америка-хитай оттурисидики бәзи мәсилиләр һәққидә сөһбәттә болидиғанлиқини билдүргән.
Бирләшмә агентлиқи, б б с агентлиқи қатарлиқларниң хәвиридә дейилишичә, килинтон ханимниң хитай зиярити хитайниң шәрқий җәнуби асиядики японийә қатарлиқ қошна дөләтлири билән болған арал мәсилисидики талаш-тартишлар күчийип, шәрқий җәнуби асия вәзийити җиддийләшкән вәзийәткә тоғра кәлгән. Нөвәттә японийә билән америкиниң бирләшмә маневири давамлишиватқан болуп, көзәткүчиләр бу маневирниң хитайни әндишигә селиватқанлиқини илгири сүрмәктә.
Японийә баш вәзири нодаму 24-авғуст җүмә күни мухбирларға бәргән баянатида, японийиниң мәйданини билдүрүп, «сенкако арили японийиниң земини, японийә һазирму бу аралларға игидарчилиқ қилиш һоқуқиға игә. Әгәр зөрүр тепилса, японийә һөкүмити өз земини һәм хәлқиниң бихәтәрликини қоғдашқа мәсул болиду, арални қоғдаш үчүн тәдбир елиниду» дегән иди.