“шинҗаң синиплири” да оқуватқан оқуғучилар санини бу йил 51 миңға йәткүзүлгән
2012.08.11
Хитайдин чиқидиған “хәлқ гезити” дә нәқил қилишичә, юқириқи сан бу йил” шинҗаң синиплири” йеңи әвәтилгән 8 миң 330 оқуғучини өз ичигә алидикән. Бу оқуғучиларниң һәммиси уйғур елиниң йеза - қишлақлиридин кәлгән икән.
“шинҗаң синиплири” 2000 - йилидин башлап тәсис қилинишқа башлиған болуп, һазир бу синипларниң сани җәмий 85 кә, бу хилдики синиплар тәсис қилинған шәһәрләр 44 кә йәткән.
Хитай 2000 - йили “шинҗаң синиплири” йилиға миң оқуғучи йоллиған болуп, бу йил бу сан бирақла 8 миң 330 ға өстүрүлгән.
Хитай һөкүмити уйғур тилини алий маарип системисидин чиқирип ташлиғиниға бир нәччә йил болуп қалди. Йеқинқи хәвәрләргә қариғанда, хитай 2015 - йилиғичә пүтүн уйғур ели миқясида хитай тилини омумлаштуруп болуш пилани бойичә “қош тиллиқ маарип түзүми” ни күчәп йүргүзмәктә икән.
Бу уйғур көзәткүчиләрни қаттиқ әндишигә селиватқан мәсиләрниң бири болуп, улар мәзкур сиясәт уйғурларниң миллий кимликигә еғир тәһдит салидиғанлиқини илгири сүрүшмәктә.