Хитай 2008 ‏ - йилдики исян сәвәбидин җазаланған 3 нәпәр тибәтни етип ташлиған

Дарамсаладики тибәт мәһбуслар һоқуқи тәшкилатиниң пәйшәнбә күни ашкарилишичә, хитай даирилири 2008 ‏ - йилдики лхаса исяниға қатнашқанлиқ сәвәбидин қолға елип, өлүм җазасиға һөкүм қилған тибәтләрдин 3 кишини етип ташлиған.
Мухбиримиз әркин
2009.10.22
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Дарамсаладики мәзкур тибәт мәһбуслар һоқуқи тәшкилати 14 - март лхаса исяниға четилип өлүм җазасиға һөкүм қилинған 2 тибәтлик әркәк билән бир аялниң чаршәнбә күни хитай әскәрлири тәрипидин етип ташланғанлиқини билдүрди.

Хитай һөкүмити бу йил үрүмчидә йүз бәргән  "5 - июл вәқәси"ни уйғур рәһбири рабийә қадирға артқанға охшашла 2008 ‏ - йили 14 ‏- мартта йүз бәргән лхаса вәқәсини тибәт роһани даһиси далай ламаға артқан иди. Хитай даирилири шу қетимқи вәқәдә 21 кишиниң өлгәнлики вә өлгәнләргә исянчиларниң җавабкар икәнликини җакарлиған.

Лекин дарамсаладики тибәт сәргәрдан һөкүмити хитай бихәтәрлик қисимлири тәрипидин өлтүрүлгән тибәтләрниң сани 200 дин ашидиғанлиқини билдүргән иди. Тибәтлик сабиқ мәһбуслар тәрипидин қурулған мәһбуслар һоқуқини қоғдаш тәшкилати "йеқиндин бери хитай сақчилириниң тибәтләрни тутқун қилиши сәвәбидин лхаса вәзийитиниң йәнә җиддийлишип кәткәнлики"ни әскәртип, лхасада елип бериливатқан "бу һәрикәт 2008 - йили хитай һөкүмитигә қарши исянға қатнашқан тибәтләрни бастуруш һәрикити" икәнликини илгири сүргән.

Хитай мәтбуатлири бу йил 4 - айдики хәвәрлиридә икки тибәтликниң өткән йилқи вәқә сәвәбидин өлүм җазасиға һөкүм қилинғанлиқини хәвәр қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.