Бәш бүрҗәклик бина хитайдин афғанистанға күчлүк ярдәм беришни күтмәктә

Бәш бүрҗәклик бина һазир хитайдин афғанистан мәсилиси, деңиз қарақчилириға зәрбә бериш мәсилиси вә башқа хәлқаралиқ мурәккәп мәсилиләрдә америка билән күчлүк һәмкарлишишини күтмәктә.
Мухбиримиз вәли
2009.02.28

Ройтрс агентлиқиниң бейҗиңдин баян қилишичә, америка билән хитай оттурисида, америкиниң тәйвәнгә қоғдиниш үчүн қорал сетип бериш пилани сәвәбидин тохтап қалған һәрбий һәмкарлиқни қайтидин қозғитип, күчлүк һәрбий һәмкарлиқ орнутуш һәққидә бейҗиңда елип берилған икки күнлүк музакиридә нәтиҗә һасил болмиди.

Америка дөләт мудапиә министирликиниң бәш бүрҗәк бина әмәлдари давит седнейниң баян қилишичә, вашингитонниң оттура асия мәсилилири, сомалида деңиз қарақчилириға зәрбә бериш мәсилиси қатарлиқ хәлқаралиқ мурәккәп мәсилиләрдә хитайдин күчлүк ярдәм күтидиған музакирә темилириға хитай тәрәп қарши чиққан.

Хәвәрдә ейтилишичә, һазир икки тәрәп йәнә, бу темилар үстидә келәр һәптидә музакирә қилидиған вақитини бекитмәкчи боливатиду. Чүнки хитай 2009‏ - йиллиқ һәрбий хамчотини 2007‏ - йилидикидин 17% ашурған иди. Хитай бу пиланини йеқинда ечилидиған коммунист партийиниң контроллиқидики хәлқ қурултийида мақуллатмақчи.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.