Америка дөләт мәҗлисиниң бир түркүм әзалири бейҗиңдики әлчиханисини хитай өктичи чен гуаңчеңниң мәсилисигә арилишишқа чақирди
Мухбиримиз шоһрәт һошур
2010.10.26
2010.10.26
Дүшәнбә күни америка дөләт мәҗлисиниң 10 нәпәр әзаси, америкиниң бейҗиңдики баш әлчисигә мәктуп йоллап, чен гуаңчеңниң әһвалини көзитишкә чақирған. Болупму, униң саламәтлик әһвали вә аилидики хатирҗәмликигә кепиллик қилиш мәқситидә бейҗиң һөкүмити билән сөзлишишкә чақирған. Буларниң мәктубида чең гуаңчеңниң җасарәтлик бир кишилик һоқуқ паалийәтчиси икәнлики, униң адаләтсиз сотниң зиянкәшликигә учриғанлиқи тилға елинған.
Бүгүн америкиниң бейҗиңдики әлчиханисиниң баянатчиси мухбирларға баш әлчи Huntsman ниң мәзкур мәктупни тапшуруп алғанлиқини вә пат йеқинда, бейҗиң даирилири билән көрүшүп, чен гуаңчеңниң әһвалини сүрүштә қилидиғанлиқини билдүргән. Хитай һөкүмити америка дөләт мәҗлиси әзалириниң бу түр паалийәтлирини хитайниң ички ишлириға арилашқанлиқ дәп әйибләп кәлмәктә. Америка тәрәп болса буни, хитайниң хәлқара келишмләрдә бәргән вәдисини сүрүштә қилиш вә йоллуқ һалдики арилишиш дәп билдүрмәктә.