Хитай, америкиниң аптомобил вә тоху мәһсулатлириға баҗ қоюшни ойлишиватқанлиқини билдүрди

Америка хитайниң бәзи тавар мәһсулатлириға баҗ қойидиғанлиқини елан қилғандин кейин, хитай америкиниң хитайда тоху вә аптомобил запчаслирини төкмә қилип сетиливатқанлиқиға даир шикайәткә асасән тәкшүрүш елип баридиғанлиқини җакарлиди.
Мухбиримиз әркин
2009.09.14

Анализчилар, бу хитайниң бәзи америка мәһсулатлириға баҗ қоюп, өч елишни ойлишиватқанлиқиниң бишарити, дәп қарайдиғанлиқини билдүргән.

Хитай сода министирлиқи хитай йәрлик карханилириниң америка тоху мәһсулати вә аптомобил запчаслирини төкмә қилип сетиватқанлиқиға аит шикайитини тапшурувалғанлиқини вә буниң асасән тәкшүрүш елип баридиғанлиқини билдүргән.

Хитай сода министирлиқиниң баянатчиси лекин америкиниң бәзи хитай мәһсулатлириға баҗ қойғанлиқидин өч елишни мәқсәт қилмайдиғанлиқини тәкитлигән.

Америка өткән җүмә күни хитайда ишләнгән камирға 35% баҗ қойидиғанлиқи, хитайниң полат чивиқ мәһсулатидин баҗ алидиғанлиқини җакарлиған иди.

Америкиниң бу қарари хитайда америкиға қарши долқун пәйда қилип, тор бәтлиридә хитай һөкүмитини америка ғәзинә чеки сетивалмаслиққа чақиридиған тәләп - чақириқлар күчәйгән. Хитай сода министири чен демиң бу қарарини "сода бекинмичилики" дәп әйибләп, буниң "яман өлгә" яритидиғанлиқини тәкитлигән. Лекин президент обама дүшәнбә күни буниң "сода қоруқчилиқи" икәнликини рәт қилди.

Хәвәрләргә қариғанда, хитай бу мунасивәт билән дүшәнбә күни сода тәшкилатиға рәсмий әрз сунған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.