Хитай америкиниң җәриманә қойғанлиқини тәнқидлиди

Бирләшмә агентлиқиниң баян қилишичә, хитай сода министирлиқиниң баянатчиси яв җән бүгүн, америкиниң хитайниң икиспорт қилған туруба қатарлиқ маллириға қарита төкүп сетишқа қарши җәриманә қоюш чариси буйичә, 10.36% Дин 15.75% Ғичә ашуруп баҗ елишни қарар қилғанлиқиға қарши туридиғанлиқини билдүрди.
Мухбиримиз вәли
2009.11.25
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Хәвәрдә баян қилинишичә, америка сода министирлиқи түнүгүн, хитай икиспорт қилған турубиларға қарита төкүп сетишқа қарши җәриманә қоюш чариси қоллинишни қарар қилған иди.

Америка буниңдин бурун, мәһсулат сүпити 99% дин юқири булуш дегән өлчәмгә йәтмигән хитай маллириға қарита көпәйтип баҗ елиниду, дәп җакарлиғини буйичә, хитайниң полат мәһсулатлириғиму төкүп сетишқа қарши җәриманә қоюш чарисини қолланған иди.

Гәрчә хитай бу қетим, америкиниң хитай маллириға қарита җәриманә қоюш чарисини қолланғанлиқини тәнқидлигән вә хитай маллириниң баһасини төвән мөлчәлиди, дәп нарази болған болсиму, әмма бу һәқтә дуня сода тәшкилатидин немини тәләп қилидиғанлиқини баян қилмиди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.