Хитай даирилири америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитетиға наразилиқ билдүрди
Мухбиримиз ирадә
2010.10.21
2010.10.21
Франсийә агентлиқиниң хәвәр қилишичә, хитай ташқи ишлар министирлиқиниң баянатчиси ма җавшү пәйшәнбә күнидики баянатида, "аталмиш бу комитет давамлиқ пакитни бурмилап, дөлитимизгә мәсулийәтсизләрчә баһа берип, бизниң иҗтимаий қурулмимиз вә алақидар түзүлмилиримизни әйибләйду. Биз бу комитетниң бу хил қалаймиқан доклатларни елан қилишни тохтитишини, җуңгониң ички ишлириға арилашмаслиқини тәләп қилимиз" деди.
Америка дөләт мәҗлиси хитай ишлири комитити 10 - өктәбир күни 2010 - йиллиқ доклатини елан қилған иди. Доклатта хитайдики инсан һәқлири вәзийитиниң йилдин - йилға еғирлишиватқанлиқи, хитайдики кишилик һоқуқ паалийәтчилири вә адвокатлириниң қаттиқ җазаға учраватқанлиқи баян қилинған иди.
Бу доклатта йәнә, уйғурларниң вәзийитигиму алаһидә йәр берилгән. 5 - Июл вәқәсидин кейин уйғурларниң көп тәрәплимә зулум вә һәқсизликкә учраватқанлиқи, шундақла хитай даирилириниң уйғур райониға 100 миң нопус йөткәш пилани нәтиҗисидә уйғурларниң өз земинида аз санлиқ вәзийитигә чүшүп қелиштәк әһвалға дуч келиватқанлиқи алаһидә әскәртилгән иди.
Америка дөләт мәҗлиси вә һөкүмитиниң хитай ишлири комитети 9 кеңәш палата әзаси, 9 авам палата әзаси вә 5 нәпәр һөкүмәт хадимидин тәркип тапқан. Бу комитет 2001 - йили өктәбирдә қурулғандин бери һәр йили хитайдики кишилик һоқуқ вәзийити вә уйғур вә тибәт қатарлиқ милләтләр мәсилиси һәққидә доклат елан қилип кәлмәктә.