Хитайда химийивилик мадда қачиланған 3000 бак дәряға еқип кәткән
Мухбиримиз ирадә
2010.07.29
2010.07.29
Б б с ниң хәвәр қилишичә, бу баклардики химийивилик маддиларниң суға арилишип кетиш еһтималиға қарши җилин шәһиридики 4 йерим милйон шәһәр аһалисини су билән тәминләш тохтитилған. Буниң билән аһалиләр су сетивелиш үчүн дуканларға қарап еқишқа башлиған.
Әмма, пәйшәнбә күни хитай даирилири судин елинған өрнәктин һечқандақ химийивилик тәркибниң байқалмиғанлиқини елан қилип, шәһәр аһалисини су билән тәминләшни әслигә кәлтүргән. Һазирғичә 400 дәк бак сүзүвелинған.
Ичкири хитай өлкилири һазир кәлкүн апитиниң тәсиригә учраватқан болуп, хитай хәлқ ишлири министирлиқиниң ашкарилишичә, 14 - июлдин башлап һазирғичә хитай бойичә 40 милйон киши апәтниң тәсиригә учриған. 333 Киши өлгән, 300 киши йоқап кәткән. Бивастә иқтисадий зиян 52 милярд 660 милйон йүәнгә йәткән.