Хитай 1 - авғуст армийә байримида хитай армийисини җәмийәт муқимлиқни қоғдашқа чақирди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.01
2009.08.01
Баш мақалидә мундақ дейилгән: " биз дөләт ичи вә хәлқарадики вәзийәтни йеқиндин көзитип, дөләтни парчилайдиған барлиқ җинайи зораван қилмишларға қаттиқ зәрбә беришимиз керәк".
Хитай һөкүмити 5 - июл үрүмчи намайишни бастурушқа хитай армийисиниң бир нәччә хил қисимлирини ишқа салған вә намайишчиларға оқ чиқарған иди.
Гәрчә хитай даирилири хитай әскәрлириниң намайишчиларға оқ чиқирип 12 нәпәр намайишчини нәқ мәйданда етип өлтүргәнликини иқрар қилған болсиму, әмма вәтән ичи вә сиртидики уйғурлар нәқ мәйданда оқта өлгән намайишчиларниң нәччһә һәссә көп болуши мумкинликини илгири сүрмәктә.