Хитайлар йәнә 3 филимни австралийә мелборн филим фестивалидин чекиндүрүп чиқти

Бүгүн йәнә хитай тилидики үч филим австралийә мелборн филим фестивалидин чекингәнликини елан қилди. Фестивалниң баянатчиси луйис һеселтинниң бирләшмә агентлиқиниң мухбириға ейтип беришичә, бу филимларниң режиссорлири рабийә қадир ханимниң һаяти тәсвирләнгән филимниң фестивалға қоюлғанлиқи вә рабийә қадир ханимниң келәр ай фестивалниң ечилишиға қатнишидиғанлиқиға наразилиқ билдүрүш үчүн өзиниң филимлирини фестивалдин чекиндүргән икән.
Мухбиримиз ирадә
2009.07.30

Бирләшмә агентлиқниң хәвәр қилишичә, фестивалдин чекингәнликини елан қилған люфең қатарлиқ башқа икки хитай режиссор бу филим фестивалиниң сиясийлишип кәткәнликини, кино филимниң пәқәтла бир сәнәт икәнликини ейтқан.
 
Австралийиниң әң чоң филим феситивали мелборн филим фестивалиға австралийилик режиссор Jeff Danail ниң раибйә қадир ханимниң һаяти тәсвирләп ишләнгән муһәббәтниң он шәрти намлиқ һүҗҗәтлик филим қатнаштурулғандин бери, хитай даирилири үзлүксиз һалда фестивал тәшкиллигүчилиригә бу филимни қоймаслиқ һәққидә бесим ишлитип келиватқан болуп, хитай бундин бурунму 3 филимни феситивалдин чекиндүргәнликини елан қилған иди. 
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.