Хитай хаккерлири австралийиниң башқа бир сәнәт ториға һуҗум қилди
Мухбиримиз ирадә
2009.08.06
2009.08.06
Мелборн сәнәт фестивалиниң баянатчисиниң ейитишичә, хитайлар бу сәнәт тор бетини: "биз кинони яхши көримиз, әмма рабийә қадирни яхши көрмәймиз, у болса бир террорчи", " силәр дәрһал җуңголуқлардин әпу сораңлар" дегәндәк сөзләр билән қапливәткән.
Сәнәт фестивалниң тәшкиллигүчиси вивия хекмән ханим хитай хаккирларниң зади немә үчүн бундақ қилғанлиқини чүшәнмигәнликини, бур торниң исим җәһәттин мелборн филим фестивалиға охшишип кетидиғанлиқидин бәлким мушундақ әһвал йүз бәргән болуши мумкинликини, бу әһвални сақчиға мәлум қилғанлиқини билдүргән.
Хитай һөкүмити австралийә һөкүмитигә рабийә қадир ханимниң мелборн филим фестивалиға қатнашмаслиқи үчүн қаттиқ бесим ишләткән вә хитай хаккирлар бундин бурун мелборн филим феситвалиниң тор бетигиму икки қетим һуҗум қилған иди.
Хитайниң кино сәнитигә сиясәтни арилаштуруп бесим ишлитиши хәлқарада интайин күчлүк наразилиқ пәйда қиливатқан болуп, хитайниң қилған бесимлириниң әксчә, рабийә қадир ханимниң һаяти тәсвирләнгән муһәббәтниң он шәрти намлиқ бу һүҗҗәтлик филимниң белити толуқ сетилип болған болуп, йеқинда йеңи зелландийиму бу филимни қойидиғанлиқини елан қилған иди.