Хитай баянатчиси ички моңғулдики қаршилиқ һәрикитигә инкас қайтурди

Хитай баянатчиси җяң йү 31-май сәйшәнбә күни, мухбирларға баянат берип, ички моңғулдики моңғулларниң наразилиқ намайишиға қарита инкас қайтурди.
Мухбиримиз меһрибан
2011.05.31
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Җияң йү өз баянатида, хитай “һөкүмитиниң иқтисадий тәрәққият җәрянида, йәрликни асас қилған һәрқайси иҗтимаий гуруһларниң мәнпәитини қоғдайдиғанлиқини, әмма аваричилик пәйда қилғанларни бош қоювәтмәйдиғанлиқи” ни билдүргән.

Чәтәлләрдики моңғул тәшкилатлиридин ички моңғул хәлқ партийисиниң японийидики баш катипи кериед кувасгалд әпәндиниң билдүрүшичә, шилинғол аймиқида 23-май күни башланған наразилиқ намайиши һазир ички моңғулниң мәркизи көкхот шәһири қатарлиқ җайларға кеңәйгән болуп, хитай даирилири ички моңғулда җиддий һәрбий һаләт йүргүзгән, шундақла тутқун қилиш һәрикитини башливәткән.

29-30-31-Май күнлири америка, ташқи моңғулийә, японийә, шветсийә, германийә, голландийә қатарлиқ дөләтләрдики моңғулларму өзлири туруватқан дөләтләрдики хитай әлчиханилири алдида наразилиқ намайишлири өткүзүп, ички моңғулдики моңғул қериндашлириниң өз һәқ-һоқуқини қоғдаш йолида елип барған намайишиға аваз қошидиғанлиқини билдүргән. Мәлум болушичә, японийә һәм голландийидики моңғуллар намайишиға шу дөләтләрдики уйғурларму қатнашқан.

Моңғулларниң 20 йилдин буянқи әң зор көләмлик наразилиқ һәрикити дәп қаралған бу қетимқи наразилиқ намайиши, 11-май күни шилинғол яйлиқидики хитай көмүркан ширкитиниң йүк аптомобил шопуриниң, ширкәт аптомобиллириниң яйлақта көмүр тошуп, моңғул чарвичиларниң мәнпәитигә зиян йәткүзгәнликигә наразилиқ билдүргән, уҗумчин қәбилисидики моңғул чарвичиларниң йетәкчиси мәргәнни қәстән аптомобилға бастуруп өлтүрүветиш вәқәсини, шилинғол даирилириниң адил бир тәрәп қилмиғанлиқиға наразилиқ билдүрүш йүзисидин қозғалған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.