Хитай һөкүмити хусусий ширкәт қурған әң чоң байниң җинайитини тәкшүрмәктә

Бүгүн хоңкоң телевизийә истансисиниң баян қилишичә, хитайда 'говей' ширкити дәп атилидиған хусусий игиликтики електир сайманлири ширкитиниң хоҗайини хуаң гуаңйүниң 42 милярд 300 милйон йүәнлик сәрмайиси вә мүлки, 300 дин артуқ шәһәрдә 1300 дин артуқ дукини бар. У 30 миң адәмни ишқа орунлаштурған.
Мухбиримиз вәли
2008.11.26

Хитайдики әң чоң бай дәп атиливатқан хуаң гуаңйү 10 күн йоқап кәткәндин кейин, бүгүн хитайниң сақчи даирилири  'җинайити тәкшүрүлүватиду', 'җинайитиниң характери техи бекитилмиди' дәп җакарлиған.  Һазир хитайдики гезитләрдә, хуаң гуаңйү һәққидә 'базарни контрол қиливалған', 'әмәлдарларға пара бәргән', 'банкилардин алған қәрз муамилиси гуманлиқ' дегәндәк гәпләр чиқишқа башлиған.

Америка авазниң баян қилишичә, бейҗиң университетиниң иқтисадшунас профессори ша йеляң бу һәқтә мулаһизә йүргүзүп 'хуаң гуаңйүдин қандақ еғир мәсилә тепилиши яки униң қандақ җинайәт билән җазаға мәһкум қилинишидин қәтийнәзәр, бу вәқә һөкүмәтниң хусусий ширкәтләргә қандақ муамилә қилидиғанлиқини интайин ениқ чүшәндүрмәктә.  Коммунист партийә байларни булаш арқилиқ һакимийәт тиклигән партийә. Коммунист партийә һазирму байлиқ яритишни әмәс, бәлки байлиқларни булап уни қандақ тәқсим қилишнила ойлайду. Бундақ һакимийәттин яхшилиқ күткили болмайду. Дөләтниң иқтисадида мәсилә чиққан һазирқидәк вәзийәттә, һөкүмәт байлардин 'җинайәт' издәш арқилиқ мәсилә һәл қилмақчи болса,  һәммә байни охшаш тәкшүрсун, хуаң гуаңйүдин тепилған мәсилә, дөләт игиликидики ширкәт хоҗайинлириниң һәммисидә бар, қанун алдида һәммә адәм баравәр болуши керәк' дегән.
Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.