Хитай компартийиси һакимийәт тартивалғанлиқиниң 60 йиллиқи тәбрикләнди
Хитай һөкүмити бу қетимқи мурасимниң бихәтәрликигә капаләтлик қилиш үчүн бейҗиңда бихәтәрлик тәдбирлирини мислисиз чиңитип, өктичиләрни вә уйғурларни назарәт астиға алған яки бейҗиңдин қоғлап чиқарған иди. Мурасим күни сақчилар тйәнәнмен мәйдани вә чаңән йолиниң барлиқ еғизлирини қамал қилип, бейҗиң хәлқидин талаға чиқмай өйидә олтурушни тәләп қилған.
Хитай дөләт рәиси ху җинтав мурасимниң ечилиш қисмида нутуқ сөзләп, " улуғ вәтәнниң тәрәққияти вә алға бесиши пүтүн мәмликәттики һәр милләт хәлқини чәксиз иптихарға чөмдүрди. Һәммәйләнниң җоңхуа миллитиниң улуғ гүллинишиниң нурлуқ келәчикигә болған ишәнчиси камилдур," дегән.
Лекин бу мурасим 5 - июлдики үрүмчи вәқәсиниң көләңгүси астида өткүзүлгән иди. 5 - Июлдики вәқәдә еғир өлүм - йетим йүз бәргән.
Пәйшәнбә күнки мурасимда зор көләмлик һәрбий парад өткүзүлүп, хитай армийисиниң һәр қайси қисимлириниң қорал - ярақ вә уруш қилиш күчи көз - көз қилинди.