Хәлқара тәтқиқат оргини хитай армийисидә чирикликниң әң еғирлиқини билдүрди
2013.01.29
Мәркизи германийиниң берлин шәһиридики бу органниң билдүрүшичә, хитай армийисидә чирикликниң еғир болушиға хитайниң түзүлмиси вә ички әһвалларни қәтий йошуруштәк сиясий әнәниси сәвәб болған.
Чириклик нөвәттә хитайдики һәр қатлам, һәр саһәдә мәвҗут әң муһим мәсилә. Хитай пуқралириниң компартийә әмәлдарлириниң чирикликигә болған наразилиқи күнсайин күчийиватқан бир пәйттә, хитай компартийисиниң йеңи лидири шин җинпиң вәзипигә олтурғандин кейин алди билән чирикликкә қарши күрәш қилиш үчүн бир қатар тәдбирләрни йолға қойидиғанлиқини вәдә қилған иди.
Әмма юқиридики тәтқиқат оргини бу тәдбирләрниң үнүм һасил қилалайдиғанлиқиға гуман билән қарайду. Уларниң ейтишичә, хитайниң түзүлмисидә, өз-өзини тәкшүрүш, партийә, һөкүмәт вә армийини мустәқил назарәт қилиш, учурни әркин елан қилиш мумкин әмәс. Мана буларниң һәммиси чирикликкә қарши күрәшниң ғәлибә қилишиға тосалғу болидиған аҗиз һалқилардин ибарәт.