Хитайниң деңиз мәһсулатлириға болған еһтияҗи дипломатийисигә риқабәт елан қилған

Хитайдики деңиз мәһсулатлириға болған еһтияҗниң ешиши хитайниң башқа дөләтләр болған мунасивәтлиригә риқабәт елан қилған болса, бәзи мунасивәтлик алимларни деңизидики белиқ мәнбәсиниң кемийип кетишидин ибарәт әндишигә салған.
Мухбиримиз җүмә
2012.12.29


Хитайниң қанунсиз белиқчилири һәтта аргентина су тәвәликигичә йетип барған. Мушу дүшәнбә күни аргентина даирилири хитайниң икки белиқчи кемисини аргентина су тәвәликидә тосуп қалған вә аргентина тәвәсидә қанунсиз белиқ тутуш җинайити билән әйибләп сотқа тапшурған.

Хитайниң қанунсиз белиқчилири японийә, филиппин, җәнубий корийә вә вйетнамниң су тәвәликигә даим кирип паракәндичилик терип турған иди. Бир нәччә һәптә илгири җәнубий корийә даирилири сериқ деңизда қанунсиз белиқ тутқанлиқи илгири сүрүлгән бир хитай белиқчи кемиси вә 24 деңизчини қолға алған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.