Хитайдики әйдиз җәмийити ғулҗиға ярдәм қилмақчи
Мәлум болушичә, бу, мәзкур фонди җәмийәтниң қурулғандин буян тунҗи қетим уйғур елигә ярдәм бериши болуп һесаблинидикән.
“қизил лента фонди җәмийити” 2005 - йили хитайдики сода санаәтчиләр бирләшмиси вә униң қармиқидики 20 ширкәтниң бирикиши асасида тәшкиллигән иди.
Фонди җәмийити дәсләпки қәдәмдә или районидики әйдиз тәсиригә учриған балиларға ярдәм беридикән. Андин йеза - қишлақлардики дохтурханиларниң әйдизгә қариши туруш иқтидарини өстүрүш үчүн уларниң әслиһәлирини йеңилап беридикән.
Уйғур ели пүтүн хитай бойичә әйдиз мәсилиси әң еғир болған районларниң бири.