Хитай һөкүмити интернет мәсилисидә өзигә қаритилған әйибләшни рәт қилди

Хитай санаәт вә учур министирликиниң баянатчиси һәм хитай дөләт ишлири кабинетиниң баянатчилири йәкшәнбә күни айрим - айрим һалда интернет хаккерлири мәсилиси вә хитайниң интернетни башқуруш мәсилисидә тохтилип, "җуңго һөкүмити хаккер һуҗумиға арилашти, дәп әйибләшниң қилчә асасий йоқлиқини, җуңгониң йүзини қарилайдиған һәр қандақ һәрикәткә қәтий қарши туридиғанлиқи"ни билдүрди.
Мухбиримиз үмидвар
2010.01.24

Гогул ширкити билән хитайниң ихтилапи мәсилиси келип чиққандин кейин, хитайниң интернеткә болған қамал қилиш мәсилиси хәлқара җәмийәтниң ғулғулисини қозғиди. Бу мәсилидә алдинқи һәптидә америка дөләт ишлири секретари һилларий килинтонму хитайни тәнқид қилған иди.

Америка авазиниң хәвәр қилишичә, америкидики вә ғәрбтики бир қисим мәтбуатларда ғәрб һөкүмәтлириниң ойғинип, хитайниң гогулни қамал қилиши мәсилисидә хитайни әйиблиши лазимлиқи оттуриға қоюлған.

Инсан һоқуқи тәшкилатлири болса, америка һөкүмитини хитайниң үстидин дуня сода тәшкилатиға әрзи қилишқа дәвәт қилған. Мәзкур тәшкилатлар америка сода вәкилигә илтимас сунуп, дуня сода тәшкилатиниң келишим арқилиқ, хитайниң интернеткә қаратқан қамал қилиши вә тәкшүрүшини тосушини тәләп қилған. Әмма, һазирчә америкиниң дуня сода тәшкилатидики вәкилләр ишханиси техи бундақ қилиш һәққидә қарар чиқармиған.

Америкидики бир қисим мәтбуатларда йәнә хитайниң интернетни контрол қилиш арқилиқ хәлқара содиға тосқунлуқ қиливатқанлиқи һәққидики көз қарашлар оттуриға қоюлған. Омумән, гогул вәқәси билән хитайниң интернетни қамал қилиши, мәтбуат вә сөз әркинликиниң қаттиқ чәклимигә учратқанлиқи ғәрб мәтбуатлири вә хәлқара җәмийәт әң көп көңүл бөлгән мәсилигә айланғанлиқи мәлум.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.