Хитай һазир пакистанниң қәбилиләр районида һәрбий база қуруватиду

Мәркизи агентлиқиниң баян қилишичә, хитай һазир “йеңи чегра мустәқилчилиригә зәрбә беримиз” дегән нам билән пакистанниң ғәрбий шимал тәрипидики қәбилиләр районида һәрбий база қуруватиду. Бу учурни һиндистан ахбарат органлири ениқлиған.
Мухбиримиз вәли
2012.01.04

Хәвәрдә ейтилишичә, пакистан президенти асиф ели зардари билән пакистан һәрбий ахбарат әмәлдари әхмәт пашша бултур хитайни зиярәт қилғанда, хитай деңиз қисимлириниң һинди окянға чиқиш үчүн пакистанниң гуадар портида һәрбий база қуруш шундақла хитайниң төмүр йол, ташйол вә нефит туруба линийисини гуадар портиға туташтуруш пиланини музакирә қилған иди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.