Хитайниң бир һәрбий айропилани гуаңдуңдики бир һойлиға чүшүп кетип 3 кишини яриландурди

Хитайниң һәрбий мәшиқ елип бериватқан бир айропилани, бүгүн йәни сәйшәнбә күни әтигәндә, гуаңдуңниң шәнту шәһиридики бир аилиләр бинасиға чүшүп кетип, 3 кишини яриландурған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2012.12.04
Share on WhatsApp
Share on WhatsApp

Мәлум болушичә, айропилан бинаға урулғандин кейин, бинаға от кәткән. Бинада олтурушлуқ 4 кишидин бири бинадин қечип қутулған; 3 нәпири яриланған вә дохтурханиға апирилған; айропилан учқучиси парашут арқилиқ өзини қутулдурған.

Бирләшмә агентлиқниң бүгүн бу һәқтә бейҗиңдин бәргән хәвиридин мәлум болушичә, яридарлардин 26 яшлиқ бир аялниң әһвали нөвәттә хәтәрлик басқучта. Хәвәрдин йәнә мәлум болушичә, һәрбий мәшиқ давамида техникилиқ сәвәнлик түпәйлидин моллақ атқан бу айропилан, “J-7” типлиқ айропилан болуп, у сабиқ совет иттипақиниң, 1960-йиллардики MiG-21 типлиқ айропиланиға тәқлид қилип ясалған.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.