Хитай һөкүмити җәнубий уйғур елигә мәбләғ салидиғанлиқини билдүрди
Мухбиримиз җүмә
2009.08.17
2009.08.17
Шинхуа ахбаратида көрситишичә, мәзкур мәбләғ асасән қәшқәр, хотән вә ақсу вилайәтлиридә йәртәврәшкә чидамлиқ туралғу қурулуши үчүн ишлитилидикән.
Дуня уйғур қурултийи баянатчиси дилшат ришитниң билдүрүшичә, хитай һөкүмәт дарлириниң "5 - июл үрүмчи вәқәси" дин кейин, җәнуби уйғур елигә қаритилған олтурақ өй қурулуши мәблиғини ашкарилиши, йәнила уларниң дуня җамаәтчиликиниң көзини бояш, уйғур елидики мәсилиниң һәқиқий маһийитини йошуруш қәстини ашкарилайдикән.
У мундақ деди: " хитайниң бу алдамчилиқ сиясити, уйғур хәлқи йолуқуватқан миллий кәмситиш, яшаш муһитиниң тарийиши, намратлиқ, ишсизлиқтин ибарәт реал мәсилини һәл қилалмайду."
Хитай һөкүмити йәртәврәшкә чидамлиқ туралғу қурулуши сияситини йиллардин бери йүргүзүп келиватқан иди. Әмма, биз йәрлик орунлардин игилигән хәвәрләргә қариғанда, йәрлик һөкүмәт деһқанларға йәртәврәшкә чидамлиқ туралғу қурулушида көз боямчилиқ қилмишлири еғир икән.
Радиомиз алақә қилған деһқанларниң билдүрүшичә, һөкүмәт даирилири деһқанларға өй селиш алвиңи салған вә туралғуларниң пәқәт йолға қарайдиған қисминила пишшиқ хиш билән йеңилап көз боямчилиқ қилған.
Униңдин башқа йәнә, өй селишқа ишлитидиған, пишшиқ хиш вә семонт содисида хитай ширкәтлири һәссиләп пайда алған.