Қаримайда уйғурлар хитайлар ниң һуҗумиға учриди

Уйғурбиз тор бетиниң хәвәр қилишичә, мушу айниң 12-күни қаримай шәһиридә икки нәпәр уйғур яш бир гуруппа хитайларниң һуҗумиға учриған.
Мухбиримиз шөһрәт һошур
2011.08.15

Һуҗумда хитайлар икки нәпәр уйғур яшни қиңрақ билән чанап яриландурған. Вәқәни аңлап ярдәмгә кәлгән әтраптики уйғурлар, яриланған икки нәпәр қериндишини дохтурханиға елип берип қутқузувалған. Хәвәрдә билдүрүшичә, хитайниң қаримай сақчилири вәқәни адәттики бир иҗтимаий маҗира қатарида бир тәрәп қилған.

Қәшқәрдә йүз бәргән пичақ билән һуҗум қилиш вәқәсини террорлуқ билән әйиблигән хитай даирилириниң, қаримайдики охшаш бир вәқәни иҗтимаий маҗира дәп қарши қаримайдики уйғурлар арисида наразилиқ пәйда қилған.

Толуқсиз мәлуматлардин қариғанда, қаримай вә майтағда мушуниңға охшаш һуҗум қилиш вәқәлири буниң алдидиму арқа-арқидин бир қанчә қетим йүз бәргән. Әмма хитай даирилири бу түр вәқәләрниң ахбаратқа ашкарилинишини җиддий шәкилдә контрол қилмақта.

Дуня уйғур қурултийиниң баянатчиси дилшат ришит бүгүн бу һәқтә пикир баян қилип, қаримайдики вәқәниң сәвәбини хитай һөкүмитиниң миллий тоқунушларни бир тәрәп қилишта, қош бислиқ сиясәт қоллинип, хитай көчмәнлирини җасарәтләндүрүши дәп көрсәтти.

Дилшат ришит йәнә қаримай вә майтағдики уйғурларни бихәтәрлик мәсилисидә хитай сақчилиридин үмид күтмәсликкә, буниң орниға өз-ара иттипақлиқ вә һәмкарлиқни күчәйтип, хитай көчмәнлириниң һуҗумидин һәр вақит һошяр турушқа чақирди.

Пикир қошуң

Радиониң ишлитиш шәртлиригә асасән, пикирлириңиз тәкшүргүчиләр тәрипидин тәстиқлиниши вә мувапиқ дәриҗидә тәһрирлиниши түпәйли, тор бәттә дәрһал пәйда болмайду. Сиз қалдурған мәзмунға әркин асия радиоси җавабкар болмайду. Башқиларниң көз қариши вә һәқиқәткә һөрмәт қилишиңизни сораймиз.