Хитайниң ишләпчиқириш саһәсидә чүшүш көрүлмәктә
Хитайниң ишләпчиқириш саһәсидә уда үч айдин буян давамлиқ чүшүш көрүлмәктә. Әнгилийә б б с агентлиқиниң хитайниң мадди әшяларни йүрүштүрүш вә сетивелиш бирләшмисиниң тәкшүрүш материялдин нәқил көрситип тарқатқан хәвиридә ейтилишичә, хитайниң ишләпчиқириш миқдари 7 - айда 51.2% Болған болуп, буниңдин алтә ай илгирикидин 0.9% Төвәнлигән. 7 - Айдики доклат бойичә алғанда, хитайниң ишләпчиқириш миқдари йеқинқи 17 ай ичидики әң төвән сәвийигә чүшкән. Бу әһвалға қарап туруп, хитай ишләпчиқириш саһәсиниң чүшүшкә қарап йүзлиниватқанлиқи җәзимләштүрүлгән.
Мухбиримиз үмидвар
2010.08.01
Хәвәрдә ейтилишичә, йеңи мал заказ қилиш, ишләпчиқириш мәһсулатлирининиң җуғланмиси, сетивелиш баһаси қатарлиқларниң һәммисидә төвәнләш көрүлгән. Бирақ, бундақ болушиға қаримай, хитай һөкүмити иқтисадниң өсүш миқдариниң йәнила сағламлиқини көрсәткән. Канадалиқ иқтисадшунас җексонниң қаришичә, әгәр хитайниң екиспорт миқдари давамлиқ төвәнлисә, һөкүмәт буни күчәйтиш үчүн техиму зор мәбләғ аҗритиш арқилиқ бесимни азайтишқа тиришиду.