Русийә һәрбий техника оғрилиған хитай җасусини сотқа тапшурди
2011.10.05
Ройтрс агентлиқиниң баян қилишичә, гәрчә русийә бу хитай җасусини буниңдин бир йил бурун қолға алған болсиму, әмма русийә даирилири бу вәқәни русийә баш министири веладимир путин хитайни зиярәт қилиш алдида турған һазирқи бир сәзгүр вақитта елан қилди.
Хәвәрдә ейтилишичә, русийидә сотлиниш алдида турған бу хитай җасусиниң исми туң шеңюң, хитай бихәтәрлик оргининиң кәспий тәрҗимани. У, русийиниң S-300 бәлгилик йәр йүзидин һава бошлуқидики нишанларни пачақлаш үчүн қоллинидиған башқурулидиған бомба техникисиға даир тәпсилий һөҗҗәтни қолға чүшүрүп болғанда, униң һәрикити русийә федерал бихәтәрлик идариси (FSB) тәрипидин паш қилинип қолға елинған икән.
Хитай җасусини һәрбий техника учурлири билән тәминлигән икки нәпәр русийә профессориму, бу қетим сотланғандин кейин 20 йиллиқтин қамақ җазасиға һөкүм қилиниши мумкин.